түркийә шималий қибрисқа йәнә «ковид – 19» ваксиниси әвәтти

түркийә «ковид – 19» йуқумиға қарши күрәш даирисидә шималий қибрис түрк җумһурийитигә йәнә 20 миң қутилиқ «синовак ваксиниси» әвәтти.

1594948
түркийә шималий қибрисқа йәнә «ковид – 19» ваксиниси әвәтти

түркийә авази радийоси хәвири: «синовак ваксиниси» қачиланған түркийә сәһийә министирлиқиға аит җиддий қутқууш айропилани, шу җай вақти саәт 09.30 да әрҗан айродурумиға қонди, андин ваксинилар шималий қибрис түрк җумһурийити сәһийә министирлиқи даирилириға тапшуруп берилди.

шуниң билән, түркийә шималий қибрис түрк җумһурийитигә әвәткән ваксиниларниң миқдари 100 миң қутиға йәтти.

муавин җумһур рәис фуат октай, түнүгүн елан қилған байанатида, йәнә 20 миң қутилиқ «ковид – 19» ваксинисини шималий қибрис түрк җумһурийитигә әвәтидиғанлиқлирини ейтқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر