түркийә 2-марттин башлап контроллуқ нормаллишишқа қәдәм қойиду

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған 2-март (2021) тин башлап контроллуқ нормаллишишқа өтүлидиғанлиқини билдүрди.

1593046
түркийә 2-марттин башлап контроллуқ нормаллишишқа қәдәм қойиду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған кабент йиғинидин кейин, вухән вируси (Kovid-19) ға қарши турушқа мунасивәтлик муһим байанат елан қилди.

у ваба тәдбирлириниң йолға қойулғиниға бир йил болғанлиқини хатирилитип, 2-марттин башлап контроллуқ нормаллишишқа өтүлидиғанлиқини билдүрди.

у барлиқ шәһәрләрниң төт гуруппиға айрилидиғанлиқини, бу категорийәләрниң һәр һәптидә көздин кәчүрүлидиғанлиқини әскәртип, йәрликниң әһвалниң өзгиришигә қарита, икки һәптидә бир қетим  тәдбирләрни бошитидиғанлиқини йаки техиму чиңитидиғанлиқини қәйт қилди.

у: «9 милйонға йәткән ваксина әмләш сани билән нопусниң %10 дин көпирәкини әмлигән түркийә, ваксина әмләш җәһәттә дунйада алдинқи қатардики бәш дөләтниң арисиға кирди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر