мәвлут чавушоғлу киродийә ташқи ишлар министири билән көрүшти

ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу киродийә ташқи ишлар вә йавропа ишлири министири гордан гирлик-радман билән телефонда көрүшти.

1592670
мәвлут чавушоғлу киродийә ташқи ишлар министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу киродийә ташқи ишлар вә йавропа ишлири министири гордан гирлик-радман билән телефонда көрүшти.

телефон сөһбитидә, чавушоғлуниң киродийә зийарити җәрйанида музакирә қилинған мәсилиләр көздин кәчүрүлди.

чавушоғлу 26-феврал киродийәдә рәсмий зийарәттә болған иди.

чавушоғлу, зийарәт даирисидә, киродийә пирезиденти зоран миланович тәрипидинму қобул қилинған болуп, учришишлири җәрйанида район характерлик йеңи мәсилиләрни музакирә қилған иди.

чавушоғлу  киродийәниң  боснийәдики ролиниң муһимлиқини тәкитләп, түркийә-киродийә-боснийә уч тәрәп миханизимини рәһбәрләр сәвийәсигә елип чиқиш қарари мақуллиғанлиқини елан қилған иди.

министир чавушоғлу киродийә программиси даирисидә, 2020-йилиниң ахирқи һәптисидә йәр тәврәш апити йүз бәргән петринҗа райониниму зийарәт қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر