җумһур рәис әрдоған әтә «кишилик һоқуқ һәрикәт пилани»ни елан қилиду

әдлийә министирлиқи тәрипидин тәййарланған кишилик һоқуқ һәрикәт пилани әтә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған тәрипидин елан қилиниду.

1592615
җумһур рәис әрдоған әтә «кишилик һоқуқ һәрикәт пилани»ни елан қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: әтә (сәйшәнбә) елан қилиниши җакарланған кишилик һоқуқ һәрикәт пиланиниң һәл қилғуч нишаниниң «йеңи шундақла пуқрави асасий қануни түзүп чиқиш» икәнлики қәйт қилинди.

җумһур рәис әрдоған тәрипидин елан қилинидиған «кишилик һоқуқ һәрикәт пилани» пирограммисиға, сийасий партийәләрниң рәһбәрлириму тәклип қилинди.

түркийә вақти саәт 13:30 да башлинидиған йиғин бәштәпә милләт қурултай вә мәдәнийәт мәркизидә өткүзүлиду.

йиғинға йәнә, түркийә бүйүк миллий мәҗлиси (парламенти) рәиси мустапа шәнтоп, йуқири сот мәһкимилириниң башлиқлири, җумһур рәислик мәһкимиси кабинет әзалири, ғәйрий мусулман җамаәтләрниң вәкиллири, баш әлчиләр билән бирләшкән дөләтләр тәшкилати, йавропа иттипақи, йавропа кеңиши, йавропа кишилик һоқуқ сот мәһкимиси вәкиллири, аммиви тәшкилатларниң башлиқлири, алий мәктәпләрниң мудирлири, факултет мудирлири, академиклар, адвокатлар вә журналистлар иштирак қилиду.

кишилик һоқуқ һәрикәт пилани, түркийәниң асаслиқ сийасәт һөҗҗити болиду. бу пилан қанун вә мәмурий паалийәтләрни очуқ – ашкарилиқ вә җавабкарлиқни сүрүштүрүш асасида бир тәрәп қилиду. мал - мүлүк һоқуқи, еришилгән һоқуқ, җинайәт вә җазаниң характери, шундақла гунаһсизлиқниң асас икәнлики пиринсипи күчлүк тәкитлинидиған мәзкур пилан арқилиқ бу саһәләрдә һәр хил өзгиришләрниң ройапқа чиқирилиши көздә тутулмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر