чавушоғлу: түркийә афғанистанниң хәвпсизликигә һәссә қошуватиду

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу түркийәниң тәлим-тәрбийә вә қоралландуруш җәһәттә қиливатқан йардәмлири билән, афғанистанниң хәвпсизликигә һәссә қошуватқанлиқини билдүрди.

1592914
чавушоғлу: түркийә афғанистанниң хәвпсизликигә һәссә қошуватиду

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу түркийә вә афғанистан оттурисида дипломатик мунасивәт орнитилғанлиқиниң 100-йили мунасивити билән, афғанистан ташқи ишлар министири һаниф атмарниң саһибханлиқида пайтәхт кабулда өткүзүлгән тәбрикләш паалийитигә, видео арқилиқ қатнашти.

у икки дөләт мунасивәтлириниң ортақ тарих вә мәдәнийәт әтрапида шәкилләнгәнликини билдүрүп: «хәлқлиримиз әң қийин күнләрдиму бир-бирини қоллиған. азадлиқ урушиниң әң қийин мәзгиллиридә, афғанистанниң түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) ни етирап қилиши хәлқимизгә күч беғишлиған.

түркийә болса, кабулда әлчихана ачқан биринчи дөләт болған. йаш түркийә бир тәрәптин, өз тәрәққийатини давамлаштурса, йәнә бир тәрәптин, афғанистанниң күчлүк дөләт болуп, өзигә тайинип қәд көтүрүшигә йардәм қилған» деди.

у икки дөләтниң хәлқаралиқ мунбәрләрдә вә көп тәрәплик механизмларда йеқин һәмкарлиқ мунасивити орнатқанлиқини әскәртип, түркийә билән афғанистанниң террорлуққа қарши күрәштиму бирликтә һәрикәт қилғанлиқини ейтти.

у түркийәниң афғанистанниң тәрәққий қилишини вә муқимлиқини қоллишиниң давамлишиватқанлиқини әскәртип: «афғанистанға қаратқан тәрәққийат йардәмлиримиз, дөлитимиз әмәлийләштүргән әң чоң йардәм пирограммилириниң муһимлиридин бири һесаблиниду. тәлим-тәрбийә, сәһийә, ул-әслиһә қатарлиқ охшимиған саһәләрдә тәхминән 1300 лайиһәни әмәлгә ашурдуқ. афғанистанда 100 дин артуқ мәктәпкә қилған йардәмлиримиз вә 4 миңдин артуқ афғанистанлиқ оқуғучиға бәргән оқуш мукапатлиримиз билән, афғанистанниң келәчикигә һәссә қошуватимиз» деди.

у түркийәниң ваба мәзгилидиму афғанистанни йалғуз ташлап қоймиғанлиқини әскәртип: «афғанистан хәвпсизлик күчлирини тәлим-тәрбийә вә қоралландуруш җәһәттә қилған йардәмлиримиз билән, нато қисми ичидә вәзипә өтәватқан әскәрлиримиз арқилиқ қериндашлиримизниң бихәтәрликигә һәссә қошушни давамлаштуруватимиз. афғанистанлиқ қериндашлиримиз халиған муддәткичә у дөләттә турушни давамлаштуримиз» деди.

у афғанистанлиқлар ара музакирәләрниму тинчлиқ үчүн пурсәт икәнликини вә түркийәниң бу тиришчанлиқлар үчүн һәссә қошушни давамлаштуридиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر