чавушоғлу киродийә пирезиденти тәрипидин қобул қилинди

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу киродийә пирезиденти зоран миланович тәрипидин қобул қилинди.

1591690
чавушоғлу киродийә пирезиденти тәрипидин қобул қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: министир чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн йетип барған киродийәдә, түнүгүн пирезидент миланович, баш министир андреҗ пленкович вә парламент башлиқи гордан җандрокович билән көрүшкәнликини ейтти, һәмдә пирезидент миланович билән көрүшкәндә, униңға, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң салими вә йахши тиләклирини йәткүзгәнликини тәкитләп мундақ деди: «учришишта, йәр тәврәш апити сәвәбидин йәнә бир қетим тәзийә билдүрдуқ, күндилик районлуқ мәсилиләр һәққидә өзара пикир алмаштурдуқ.»

чавушоғлу, баш министир андреҗ пленкович билән көрүшкәндиму, униңға җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң салими вә йахши тиләклирини йәткүзгәнликини әскәртип мундақ деди: «учришишта, түрк ширкәтлирини қоллиғанлиқлири үчүн киродийә рәһбәрлиригә миннәтдарлиқ билдүрдуқ. йәр тәврәш районлириниң қайтидин қуруп чиқилишиға йардәм беришкә тәййармиз, киродийәниң түркийәниң йавропа иттипақиға әзалиқи мәсилисидики иҗабий роли наһайити зор әһмийәткә игә.»

у, киродийә парламент башлиқи гордан җандрокович билән көрүшкәндә, униңға түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтопниң салими вә йахши тиләклирини йәткүзгәнликини сөзлиригә илавә қилип мундақ деди: «‹ковид – 19› йуқумиди кейин түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқимиз киродийәдә зийарәттә болушқа тәклип қилиниду, парламентлар ара дипломатийәниң күчигә ишинимиз, парламентлар ара мунасивәтләрни йәниму күчәйтимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر