әрдоған: биз сийасий өзгиришләрниң барлиқ түрлиригә қарши

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған әрменийәдики һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикити тоғрисида тохталди.

1591423
әрдоған: биз сийасий өзгиришләрниң барлиқ түрлиригә қарши

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған (әрменийәдики һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикити тоғрисида тохтилип): «биз сийасий өзгиришләрниң барлиқ түрлиригә қарши туримиз. сийасий өзгиришләрни қобул қилишимиз қәтий мумкин әмәс» деди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған истанбулда мухбирларниң әрменийәдики һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикити тоғрисидики соалиға җаваб берип: «әскәрләрниң ишларға арилишиш арқилиқ гойа сийасий өзгириш қозғашқа урунған болуши қобул қилинидиған бир иш әмәс» деди.

әрменийә баш министири никол пашинйанниң хәлқ тәрипидин аллиқачан ағдуруп ташлинидиған басқучқа келип қалғанлиқини тәкитлигән әрдоған: «әмма иш сийасий өзгиришкә кәлгәндә, бизниң униңға тутидиған позитсийәмиз пәрқлиқтур» дегәнләрни қәйт қилди.

у йәнә: «әгәр һакимийәт өзгириши болидиған иш болса, уни әрменийә хәлқи ишқа ашуриду. уни әрменийә хәлқиниң ирадисигә тапшуруп лазим» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر