түркийә голландийәниң қарариға наразилиқ билдүрди

түркийә голландийә авам палатасиниң голландийә һөкүмитини 1915 – йилқи вәқәләрни «ирқий қирғинчилиқ» дәп етирап қилишқа чақирған қарариға наразилиқ билдүрди.

1591001
түркийә голландийәниң қарариға наразилиқ билдүрди

түркийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һами ақсой, голландийә авам палатасида түнүгүн қобул қилинған қарарға мунасивәтлик соалға бәргән йазма җавабида, мундақ деди: «25 – феврал күни голландийә авам палатасида қобул қилинған вә һөкүмәтни 1915 – йилқи вәқәләрни <ирқий қирғинчилиқ> сүпитидә етирап қилишқа чақирған қарари, сийасий муддиалар билән тарихни қайта йезишқа урунуш тәшәббуси болуп, һечқандақ әһмийити йоқтур. дәрвәқә, мәҗлисләр тарих йезиш вә һөкүм чиқириш орунлири әмәстур, бу қарарни қоллиғанлар, 1915 – йили һәқиқәттә қандақ ишларниң йүз бәргәнлики тоғрулуқ издинишниң орниға, авамчилиқни қалқан қилип, хәлқниң қоллишини қолға клтүрүшниң куйида болуватиду.»

мәзкур қарарға имза қойғучиларни, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 1948 – йилқи «ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш вә җазалаш әһдинамиси» билән йавропа кишилик һоқуқ сотиниң қарарини тәкшүрүшкә чақирған ақсой, мундақ деди: «тарихий бир мәсилини техиму йахши чүшиниш тиришчанлиқлирини қоллашқа чақиримиз, әрменийә җаваб бәрмигән бирләшмә тарих комитети қуруп чиқиш тәклипимиз дәл мушу тиришчанлиқларниң биридур.»

ақсой, голландийә һөкүмитиниң қанунниң үстүнлүкигә һөрмәт қилидиған позитсийәдә болушиниң зөрүрлүкини тәкитләп мундақ деди: «голландийә авам палатасиниң йеқинқи мәзгилләрдә даим дегүдәк қилғинидәк, рееаллиқтин йирақ, түркийәгә қарши қарарларни чиқиришниң орниға, вәзипә өтүш обйектини, барғансери җиддийлишиватқан вә голландийәдики түрк җәмийәтлири күндилик дуч келиватқан ирқчилиқ, ислам һәм чәт әл дүшмәнликигә, һөкүмәтниң вәзиписидин истепа беришигичә берип тақилидиған айримчилиқ қилмишлириға қарита күрәш қилишқа мәркәзлштүрсә техиму йахши болиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر