чавушоғлу киродийәдә тәбиий апәтләргә тәййар туруш керәкликини тәкитлиди

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу йәр тәврәш қатарлиқ һәр хил тәбиий апәтләргә тәййар болуш керәкликини билдүрди.

1591457
чавушоғлу киродийәдә тәбиий апәтләргә тәййар туруш керәкликини тәкитлиди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу рәсмий зийарәттә болуватқан киродийәдә, өткән йили (2020) декабир ейида йүз бәргән 6.3 бал йәр тәврәштә зийанға учриған петринҗа (Petrinja) шәһиридә муавин баш министир томо медвед (Tomo Medved) вә киродийә ташқи ишлар вә йавропа ишлири министири гордон грлиҗ радман (Gordon Grlic Radman ) билән ортақ ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

мәвлүт чавушоғлу икки күн бурун сисак-мославина вә петринҗада йүз бәргән 4.1 бал йәр тәврәш мунасивити билән, киродийә хәлқигә сәвр тилиди.

у: «киродийә министирлири бу йәр тәврәштә көрүлгән зийанларниң орнини толдуруш вә вәйран болған җайларниң қайта қурулуши үчүн тохтимай пиланлиқ һалда хизмәт қиливатиду. бу тиришчанлиқларни түркийәдә туруп көргили болиду, биз уларни тәқдирләймиз» деди.

у йәр тәврәш, тәбиий апәт вә вабаларниң, һайатниң бир парчиси болғанлиқини алаһидә әскәртип: «йәр тәврәш қатарлиқ апәтләргә тәййар туруш керәк. қәйәрдә апәт йүз беришидин қәтийнәзәр, өзара һәмкарлишиш керәк. у дөләт хәлқиниму қоллаш керәк. биз түркийәдә йүз бәргән йәр тәврәшләрдин кейин, өзара һәмкарлишишни киродийәдин вә киродийә хәлқидин көрдуқ. измирдә йәр тәвригәндин кейин, маңа биринчи болуп телефон қилған достлиримзиниң бири достум гордон болди. бу сәвәбтин, бизму бу йәрдә йүз бәргән йәр тәврәштин кейин киродийәгә йетип кәлгән тунҗи дөләт рәһбири болушни үмид қилдуқ» деди.

у тәбиий апәт вә җиддий ишларға тақабил туруш идарисиниң дәрһал районға йетип кәлгәнликини, түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқиниңму апәт җайлирида икәнликини билдүрүп: «киродийәдә паалийәт қиливатқан ширкәтлиримизму түрк хәлқиниң сәзгүрлүкини бу йәрдә намайан қилди. барлиқ идарә-орган вә ширкәтлиримизгә тәшәккүр ейтимән» деди.

у түркийәниң тәбиий апәтләргә қарши турушта топлиған тәҗрибилирини киродийә билән ортақлишишни халайдиғанлиқини тәкитләп: «буниңдин кейинму тәбиий апәтләргә қарши туруш үчүн түркийәдә топлиған тәҗрибилиримизни дост киродийә билән ортақлишишни халаймиз. апәт йүз бәргән районларниң қайта қурулуши үчүн қолимиздин кәлгән йардәмләрни қилишни халаймиз» деди.

у өткән йили (2020) албанийәдә йәр тәвригәнликини хатирилитип, түркийәниң албанийәгә изчил һалда қолидин келишичә йардәм қиливатқанлиқлирини әскәртти.

у киродийә ташқи ишлар министири радман билән икки тәрәп мунасивәтлири вә өзара һәмкарлиқ мәсилилирини музакирә қилғанлиқлирини билдүрди.

у: «һөрмәтлик пирезидент, баш министир вә парламент башлиқлири биләнму бу мәсилиләрни музакирә қилиш пурситимиз болиду. йәр тәврәш вә апәтләр тоғрисида өзара һәмкарлиқлиримизни қандақ күчләндүридиғанлиқимизни музакирә қилимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر