түркийә армийәсиниң «мави вәтән — 2021» намлиқ һәрбий маневир башланди

түркийә деңиз армийәси қоманданлиқидики һава вә қуруқлуқ армийәлириму ишитрак қилған «мави вәтән — 2021» намлиқ һәрбий маневир башланди.

1590685
түркийә армийәсиниң «мави вәтән — 2021» намлиқ һәрбий маневир башланди

түркийә авази радийоси хәвири: әгә вә ақдеңизда башланған «мави вәтән — 2021» һәрбий маневириниң иҗра қилиниш даириси бир қәдәр кәң болуп, униңға 169 парахот билән нурғун айропилан вә тик учар айропиланлар иштирак қилмақта.

маневирда учқучисиз һава аппаратлириму ишлитилмәктә. деңиз һәрикити районида учар нишанлар су үсти вә һава мудапиә қисимлири тәрипидин бир тәрәп қилинмақта.

маневир җәрйанида деңиз армийәси қоманданлиқ оргиниға қарашлиқ мәркәз, қисим вә парахотларниң йүз бәргүси вәқәләргә тақабил туруш тәййарлиқлири баһалиниду.

маневир җәрйанида йәнә иштирак қилғучи қисимларниң иқтидари билән өзара һәмкарлиқиниң асас вә имканийәтлириму көздин кәчүрүлиду. маневир җәрйанида йүз бәргүси урушқа қарши тәййарлиқ сәвийәси йуқири көтүрүлиду.

мәшғулат тактикиси йуқири сәвийәгә көтүрүлиду.

«мави вәтән — 2021 » намлиқ маневир 7 - март йәкшәнбә күни ахирлишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر