түркийә әрменийәдики өзгиришләрни әйиблиди

түркийә, дунйаниң қәйиридә болушидин қәтийнәзәр, сийасий өзгириш вә сийасий өзгириш қозғашқа урунушларға қарши икәнликини билдүрди.

1590702
түркийә әрменийәдики өзгиришләрни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә, дунйаниң қәйиридә болушидин қәтийнәзәр, сийасий өзгириш вә сийасий өзгириш қозғашқа урунушларға қарши икәнликини, әрменийәдики өзгиришләрниму қаттиқ әйибләйдиғанлиқини елан қилди.

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу үчүн венгирийәниң пайтәхти будапештта дөләт ишлири зийаритидә болмақта.

министир чавушоғлу венгирийә ташқи ишлар, қошумчә ташқи сода министири петер сиҗҗарто билән көрүшти вә учришиштин кейин икки министир қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

түркийә вә йавропаниң күнтәртипидики нурғун мәсилиләр үстидә сөзләшкәнликлирини билдүргән чавушоғлу, икки тәрәп мунасивәтлирини тәрәққий қилидуридиғанлиқлирини ейтти.

у әрменийәдә йүз бәргән өзгиришләр тоғрисида тохтилип: «биз дунйаниң қәйиридә болушидин қәтийнәзәр, сийасий өзгириш вә сийасий өзгириш қозғашқа урунушларға қаршимиз, әрменийәдики өзгиришләрниму қаттиқ әйибләймиз. сайлам арқилиқ һакимийәт бешиға кәлгән бир һөкүмәтни истепа беришкә чақиришни қобул қилғили болмайду. район дөләтлири билән бу һәқтә немә ишларни қилалайдиғанлиқимизни мәслиһәтлишиватимиз. сийасий өзгириш қозғашқа урунуш қилмишлири дөләтниң муқимлиқиға зийан йәткүзидиған қәдәмләр һесаблиниду. түркийәниң бу позитсийәси пиринсипал позитсийә болуп,  биз сийасий өзгиришкә қаршимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

әрменийә армийәси баш иштаби башлиқи оник гаспарийан вә йуқири дәриҗилик қоманданлар байанат елан қилип, баш министир никол пашинйанни истепа беришкә чақирған؛ пашинйан болса, дөләттә сийасий өзгириш қозғашқа урунуш қилмишиниң садир болғанлиқини оттуриға қойуп, баш иштаб башлиқи гаспарйанни вәзипидин елип ташлиғанлиқини елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر