афринда аптомобил бомба һуҗуми йүз бәрди

сүрийәниң шималида  өктичиләрниң контроллуқида туриватқан вә зәйтун шехи һәрикити арқилиқ террорчилардин тазиланған афринда, аптомобил бомба һуҗуми йүз бәрди.

1589665
афринда аптомобил бомба һуҗуми йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: дәсләпки мәлуматларға асаланғанда, террорлуқ һуҗумида 3 пуқра йариланған. партлаш әтрапқа еғиз зийан йәткүзгән. йаридарлар  райондики дохтурханиларда балнистқа елинған.

һуҗумға алақидар тәкшүрүшни башлиған бихәтәрлик қисимлири бу һуҗумниң терорлуқ тәшкилати п к к/ й п г тәрипидин елип берилғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر