әрдоған: террорлуққа қарши туруш һәрикәтлиримиз һәм қануний һәққимиз һәм инсаний бурчимиздур

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң террорлуққа қарши туруш һәрикәтлириниң һәм қануний һәққи һәм инсаний бурчи икәнликини ейтти.

1589873
әрдоған: террорлуққа қарши туруш һәрикәтлиримиз һәм қануний һәққимиз һәм инсаний бурчимиздур

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис, қошумчә адаләт вә тәрәққийат партийәси рәиси рәҗәп таййип әрдоған партийәсиниң түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти)дики гуруппа йиғинида сөз қилди.

әрдоған түркийәниң террорлуққа қарши туруш ирадисиниң бәзи дөләтләрни биарам қилғанлиқини билдүрүп: «йәнә бир қетим тәкрарлаймән, бу һәрикәтләр бизниң һәм қануний һәққимиз һәм инсаний бурчимиздур. зөрүр тепилғанда йилтизиғичә чөкүп тазилаш бизниң мәҗбурийитимиз» деди.

әрдоған йәнә: «улар немә қилса қилсун, хәлқимизниң иттипақлиқини бузалмайду, бизниң әркинлик вә кәлгүсигә болған муһәббитимизни өчүрәлмәйду. биз җенимиздинму әзиз көридиған вәтинимизни бөләлмәйду. дөлитимизни тизландуралмайду» дегәнләрни қәйт қилди.

дунйадики барлиқ тәңпуңлуқларни өзгәртивәткән ковид – 19 йуқумини йеқиндин көзитиватқанлиқлирини билдүргән әрдоған: дөлитимиздә өзини көрсәткән йуқум икки милйондин артуқ пуқрайимизниң йуқумлинишини кәлтүрүп чиқарди. йолға қойған тәдбирләр арқилиқ буниңдин әң аз зийан билән қутулуш йолида зор мувәппәқийәт қазинип, 2020 – йилини иқтисадий ешиш  билән ахирлаштурған бир қанчә дөләтниң бири болдуқ» деди.

у йәнә: «нөвәттә ғәрб түркийәниң сағламлиқ системисини үлгә қилмақта» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر