түркийә көкәртиш саһәсидә зор утуқларни қолға кәлтүрди

түркийәниң орман байлиқини тәрәққий қилдуруш вә көкәртиш саһәсидики утуқлири бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) тәрипидинму җәзмләштүрүлди.

1589749
түркийә көкәртиш саһәсидә зор утуқларни қолға кәлтүрди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т ашлиқ вә йеза игилик тәшкилатиниң 2015 – йилидин 2020 – йилиғичә болған җәрйанни өз ичигә алған «йәр шари орман байлиқини баһалаш» доклатиға қариғанда асасланғанда, түркийә көчәт тикиш арқилиқ орман байлиқини күнсери йуқири пәллигә көтүргән дөләтләр тизимликидә 19 балдақ өрләп, 46 – рәттин 27 рәткә тизилған.

түркийә әң көп көчәт тиккән дөләтләр категорийәсидә йавропа бойичә биринчи, донйа бойичә алтинчи рәттин орун алған.

доклатта, 1973- йилидики орман записини тәкшүрүш нәтиҗисиниң, түркийәниң 20 милйон 199 миң 296 гектар орманлиқи барлиқини көрситип бәргәнлики, бу көләмниң 2018- йили 22 милйон 621 миң 935 гектарға, бултур 22 милйон 740 миң гектарға йәткәнлики қәйт қилинған.

түркийә орманчилиқ идариси баш дериктори бәкир караҗабәйниң, түркийәниң орман байлиқини асраш вә тәрәққий қилдуруш җәһәттики утуқлириниң б д т ашлиқ вә йеза игилик тәшкилатиниң көчәт тикишкә мунасивәтлик доклатида орун алған болушиниң кишини толиму хушал қилидиғанлиқини — сөйүндүридиғанлиқини әскәртип: «буларниң һәммиси елимизниң орманлиқ көлимидики ешишниң хәлқараниң тәстиқидин өткәнликини көрситиду. йеқинқи 18 йилда орман байлиқимизни 2 милйон 100 миң гектар ашурдуқ. 2023- йилидики нишанимиз болса, бу көләмни 23 милйон 400 миң гектарға, йәни дөләт йәр көлиминиң %30 тигә йәткүзүштин ибарәт» дегән сөзлиригә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر