әрдоған әзәрбәйҗан вә түркмәнистан ташқи ишлар министирлирини қобул қилди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған түркмәнистан ташқи ишлар министири рашит мәрәдовни һузурида қобул қилди.

1589320
әрдоған әзәрбәйҗан вә түркмәнистан ташқи ишлар министирлирини қобул қилди
ceyhun bayramov-erdogan.jpg
meredov-erdogan.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркмәнистан ташқи ишлар министири рашит мәрәдовни җумһур рәислик сарийида қобул қилди вә көрүшүш йерим саәт давамлашти.

түркмәнистан ташқи ишлар министири мәрәдов түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу биләнму көрүшкән иди.

икки рәһбәр айрим көрүшкәндин кейин, ортақ ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған җумһур рәислик сарийида әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйхун байрамовниму қобул қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر