әрдоған террорлуққа қарши қәтий күрәш қилидиғанлиқлирини билдүрди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң террорлуққа қарши күриши тоғрисида тохтилип: «қәйәрдә вә қайси увида террорист болса, бизму у увида болимиз» деди.

1588430
әрдоған террорлуққа қарши қәтий күрәш қилидиғанлиқлирини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәиси, адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң башлиқи рәҗәп таййип әрдоған партийәниң измир 7-нөвәтлик вилайәтлик қурултийиға қатнашти вә муһим сөз қилди.

у: «армийәси билән бу әзиз вәтәнни ишғал қилишқа көзи йәтмигәнләр, йеңи вастиләрни ишқа салди. террорлуқ бу вастиләрниң әң қанлиқи вә әң залимидур. һаккари террорлуқниң дәрдини әң көп тартқан вилайәтлиримизниң бири. измирдә террорлуқ һуҗуми сәвәбидин шәрқий вә шәрқий җәнуби анадолу районлиридин көчүшкә мәҗбур болған нурғун пуқралиримиз йашайду. п к к террорлуқ тәшкилатиниң әхлақсиз вә виҗдансиз йүзини, улар әң йахши билиду» деди.

у сөзини мундақ ахирлаштурди:

«биз җудидә бар, биз габарда бар, биз тәндүрәктә бар, биз бәсләр дәрәсидә бар. қәйәрдә вә қайси увида террорист болса, биз у увида бар болимиз. у йәрләрни уларниң мазарлиқи қилдуқ. онмиңларчә дәп тилға елинидиған террористлар, әмди йүзләрчә дәп тилға елинмақта.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر