түркийә-әзәрбәйҗан-түркмәнистан ташқи ишлар министирлири йиғини өткүзүлиду

түркийә-әзәрбәйҗан-түркмәнистан үч дөләт ташқи ишлар министирлириниң 5-қетимлиқ йиғини түркийәдә өткүзүлиду.

1588141
түркийә-әзәрбәйҗан-түркмәнистан ташқи ишлар министирлири йиғини өткүзүлиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи түркийә-әзәрбәйҗан-түркмәнистан үч дөләт ташқи ишлар министирлири йиғини өткүзүлидиғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, түркмәнистан министирлар кеңишиниң муавин башлиқи вә ташқи ишлар министири рашид мәрәдовниң әтә (2021-йили 23-феврал) түркийәгә келидиғанлиқи қәйт қилинди.

учришишларда, түркмәнистан билән түркийә оттурисидики икки тәрәп мунасивәтлири вә районлуқ мәсилиләр тоғрисида өз ара пикир алмаштурушниң пилан қилинғанлиқи, мәрәдовниң җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған тәрипидин қобул қилинишиниң мумкинлики қәйт қилинди.

байанатта, әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйхун байрамовниң иштирак қилиши билән, түркийә-әзәрбәйҗан-түркмәнистан үч тәрәп ташқи ишлар министирлириниң 5-қетимлиқ йиғининиң өткүзүлидиғанлиқи؛ түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйхун байрамов биләнму айрим көрүшидиғанлиқи қәйт қилинди.

учришишларда, дөләтләр ара мунасивәтләр вә районлуқ мәсилиләргә мунасивәтлик өзгиришләр билән, өз ара һәмкарлиқларни техиму күчәйтиш үчүн бесилидиған қәдәмләрниң, икки тәрәп вә үч тәрәп шәклидә музакирә қилинидиғанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر