чавушоғлу лавров билән телефонлашти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу русийәлик мәнсәпдиши сергей лавров билән телефонлашти.

1586535
чавушоғлу лавров билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: дипломатик мәнбәләр, чавушоғлу билән лавровниң, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән русийә пирезиденти виладимир путинниң телефон сөһбитидә тилға елинған мәсилиләрниң әмәлийләштүрүлүши тоғрисида сөзләшкәнликини билдүрди.

җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси, җумһур рәис әрдоған билән русийә пирезиденти виладимир путинниң телефонда көрүшүп, түркийә - русийә мунасивәтлирини илгири сүридиған қәдәмләр һәққидә сөзләшкәнликини, һәмдә районға алақидар мәсилиләр тоғрисида пикир алмаштурғанлиқини уқтурғаниди.

җумһур рәис әрдоғанниң тағлиқ қарабағдики уруш тохтитишни изчиллиққа игә қилиш үчүн барлиқ мәсилиләрдә ортақ күч чиқириш керәклики оттуриға қойулғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта, икки рәһбәрниң телефон сөһбитидә сүрийә вә ливийә мәсилилириниңму музакирә қилинғанлиқи қәйт қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر