ақар нато мудапиә министирлири йиғиниға иштирак қилди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) мудапиә министири хулуси ақар шималий атлантик окйан әһди тәшкилати – натоға әза дөләтләр мудапиә министирлири йиғиниға қатнашти.

1585805
ақар нато мудапиә министирлири йиғиниға иштирак қилди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқи тивиттердики адресида министир хулуси ақарму иштирак қилған йиғинниң фото – сүрәтлирини һәмбәһрилиди.

министир ақар йиғинда түркийәниң натоға қошқан төһпилири билән бирликтә миллий паалийәтләргә болған көз қариши вә тәклип - пикирлирини оттуриға қойғанлиқи әскәртилди.

бу җәрйанда нато баш катипи йенс столтенберг йиғиндин кейин байанат елан қилди.

у бир соалға җавабән, түркийәниң натониң ирақ вә сүрийә билән чегралинидиған интайин муһим иттипақдиши икәнликини, даеш террорлуқ тәшкилатиға қарши күрәшкә өзиниң ул әслиһәси арқилиқ муһим төһпә қошқанлиқини ейтти.

«түркийә террорлуқ һуҗумлириниң күлпитини әң көп тартқан нато иттипақдиши» дегән баш катип столтенберг, сөзини давамлаштуруп, нөвәттә милйонлиған панаһланғучиниң түркийәдә туруватқанлиқини әслитип өтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر