түркийәниң натоға әза болғанлиқиниң69-йиллиқи тәбрикләнди

нато парламент әзалири мәҗлисиниң башлиқи гералд конноли (Gerald Connolly) түркийәниң иттипақ дуч кәлгән нурғун мәсилиләрниң алдинқи сепидин орун алғанлиқини ейтти.

1586275
түркийәниң натоға әза болғанлиқиниң69-йиллиқи тәбрикләнди

түркийә авази радийоси хәвири: нато парламент әзалири мәҗлисиниң башлиқи гералд конноли анталйа дипломатийә мунбири тәрипидин башланған вә иҗтимаий таратқуларда барғансери йақтурулушқа еришиватқан «120секунт» йумтал пирограммисиға қатнишип, түркийәниң натоға әза болған күни мунасивити билән тәбрик учурини ортақлашти.

у түркийәниң натоға әза болғанлиқиниң 69-йиллиқини тәбрикләп: «түркийәниң ортақ бихәтәрликкә вә ортақ мәнивийәтләргә қошқан чоң төһпилири сәвәбидин түркийә хәлқини тәбрикләймән вә тәшәккүр ейтимән» деди.

у сөзини мундақ давам қилди:

«түркийә 1952-йили натоға қатнашқандин тартип сабиқ советләрниң кеңәймичиликидин қара деңиздики һуҗумлириғичә, терроризмдин оттура шәрқтики кәң көләмлик муқимсизлиққичә, иттипақ дуч кәлгән нурғун мәсилиләрниң алдинқи сепидә орун алди. баштин тартип шималий атлантикниң иттипақчиси болған түркийә, иттипақниң һәр қайси җайлардики достлиримиз билән мүрини мүригә тирәп, ғәрбий балқанлар вә афғанстанда муқимлиқни орнитиш тиришчанлиқиға күч чиқирип, милйонларчә мусапирға қучақ ечип чоң рол ойниди. буниңға җавабән, натому қоғдинишқа йардәмчи болуш үчүн, қачан лазим болса, шу чағда түркийәниң йенидин орун алди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر