түркийә негирийәдики һуҗумни әйиблиди

түркийә, қораллиқ гуруппиларниң нигерийәдики бир йатақлиқ мәктәпкә һуҗум қилип, бир оқуғучини өлтүрүп, 40 тин артуқ оқутқучи билән оқуғучини тутқун қилип қачқан қилмишини әйиблиди.

1585779
түркийә негирийәдики һуҗумни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип: «бир қораллиқ гуруппиниң нигерийәниң нигер өлкиси кагара районидики һөкүмәткә қарашлиқ йатақлиқ толуқ оттура мәктәпкә һуҗум қилип 40 тин артуқ оқутқучи вә оқуғучини тутқун қилип қачқанлиқи, шундақла вәқә әснасида бир оқуғучиниң җенидин айрилғанлиқидин чоңқур қайғуруш ичидә хәвәр тепилди» дегәнләрни қәйт қилди.

нигерийә хәлқи вә һөкүмитидин һал соралған вә уларға тәсәллий берилгән байанатта: «биз бигунаһ оқуғучиларға қаритилған бу қәбиһ һуҗумни күчлүк әйибләймиз. йоқап кәткән оқуғучилар вә оқутқучиларниң аилисидикиләр билән қисқа вақит ичидә сақ – саламәт җәм болушини үмид қилимиз» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر