сүрийәдин қанунсиз шәкилдә түркийәгә киришкә урунған алтә чәт әллик қолға чүшүрүлди

сүрийәдин қанунсиз йоллар арқилиқ түркийәгә киришкә урунған чәт әл пуқраси алтә киши қолға чүшүрүлди.

1585149
сүрийәдин қанунсиз шәкилдә түркийәгә киришкә урунған алтә чәт әллик қолға чүшүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип: «хатай нарлиҗада вәзипә өтәватқан чегра мудапиәси бүркүтлиримиз сүрийәдин қанунсиз йоллар арқилиқ дөлитимизгә кирмәкчи болған бәши русийәлик, бири ливийәлик болуп җәмий алтә кишини қолға чүшүрди» дегәнләрни қәйт қилди.

байанатта йәнә: «қолға чүшүрүлгәнләрниң ичидики русийәлик бир айалниң даеш терорлуқ тәшкилатиға әза болғанлиқи үчүн тутуш буйруқи чиқирилғанлиқи ениқланди» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر