түркийә әрбил шәһиридә йүз бәргән һуҗумни әйиблиди

түркийә ирақниң әрбил шәһиридә йүз бәргән башқурулидиған бомба һуҗумини қаттиқ әйиблиди.

1584380
түркийә әрбил шәһиридә йүз бәргән һуҗумни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «ирақниң әрбил шәһиридә йүз бәргән вә пуқрави олтурақ районлириму нишан қилинған башқурулидиған бомба һуҗумлирини қаттиқ әйибләймиз, әрбил хәлқигә, ирақ корд районлуқ һөкүмитигә, ирақ һөкүмитигә вә бизму орун еливатқан террорлуқ тәшкилати даешқа қарши иттипақдаш күчлири мәнсуплириға тәзийә билдүримиз.»

байанатта, түркийәниң ирақ даирилириниң, һуҗумларниң пәрдә арқисидики пиланлиғучиларни тез сүрәттә ениқлап чиқип, адаләт алдида һесаб елишиға ишинидиғанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: «бу һуҗумлар, ирақниң тинчлиқи, муқимлиқи вә игилик һоқуқи үчүн дөләт терротерийәлиридә һечқандақ бир террорлуқ тәшкилатиниң мәвҗут болушиға йол қоймаслиқниң, һәмдә дөләт органлирини кәң даирилик күчләндүрүшиниң зөрүрлүкини йәнә бир қетим испатлап бәрди.»

ирақниң әрбил шәһиридә, америка қошма иштатлири һәрбий базисиму җайлашқан айродурумға қилинған башқурулидиған бомба һуҗумлирида бир киши қаза қилған, 6 киши йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر