чавушоғлу билән билинкен телефонлашти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу америка ташқи ишлар министири антоний биллинкен билән телефонлашти.

1584301
чавушоғлу билән билинкен телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министири билинкен чавушоғлуға гарада шеһит қилинған 13 түркийә пуқраси үчүн тәзийә билдүрди вә бу һуҗумниң җавабкариниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к икәнликини оттуриға қойди.

дипломатик мәнбәләрдин игиләнгән учурларға қариғанда, икки тәрәп мунасивәтлири музакирә қилинған телефон сөһбити җәрйанида, чавушоғлу билинкенни йеңи вәзиписи мунасивити билән тәбриклигән.

телефон сөһбитидә министир чавушоғлу билән биллинкен, бир қисим районлуқ мәсилиләр билән бирликтә фәтө (фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати), п к к/п й д, терроризмға қарши күрәш, (түркийә русийәдин сетивалған) с – 400 (башқурулидиған бомбидин мудапиәлиниш системиси), сүрийә вә шәрқий ақдеңиз мәсилилири тоғрисида сөзләшкән.

американиң йеңи һөкүмити билән өзара һөрмәт қилишни асас қилған очуқ вә сәмимий сөһбәтни тәрәққий қилдуруш тоғрисида бирдәклик һасил қилинғанлиқи тәкитләнгән телефон сөһбитидә, америка тәрәпниң йеқинда елан қилған байанатлиридин һес қилинған биарамлиқму тилға елип өтүлгән.

икки министирниң алдимиздики күнләрдә күн тәртиптики барлиқ мәсилиләрни техиму тәпсилий музакирә қилиш тоғрисида келишкәнлики қәйт қилинди.

америка ташқи ишлар министирлиқиниң бу сөһбәткә мунасивәтлик байанатида «биллинкен билән чавушоғлу сүрийәдики урушниң сийасий усул билән һәл қилиниши йолидики хизмәтләрни қоллаш вә һәмкарлиқни күчәйтиш тоғрисида бирдәклик һасил қилди» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر