әрдоған гарадики террорлуқ һуҗумини чөридигән һалда муһим сөз қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң ирақниң шималидики гара районида түркийә пуқраси 13 кишини шеһит қилишиға сүкүт қилған америка қошма иштатлириға наразилиқ билдүрди.

1583946
әрдоған гарадики террорлуқ һуҗумини чөридигән һалда муһим сөз қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң ирақниң шималидики гара районида түркийә пуқраси 13 кишини шеһит қилишиға сүкүт қилған америка қошма иштатлириға наразилиқ билдүрүп: «болаң – талаңға йол йоқ, әгәр силәр билән дунйада, шималий атлантик окйан әһди тәшкилати – натода иттипақдашлиқни давамлаштуридиған болсақ, террорчиларниң йенида турмайсиләр» деди.

җумһур рәис, қошумчә адаләт вә тәрәққийат партийәси рәиси әрдоған партийәсиниң ризә йәнишәһир йепиқ тәнтәрбийә залида өткүзүлгән 7 – нөвәтлик ризә қурултийиға қатнашти.

әрдоған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң 13 түркийә пуқрасиниң шеһит қилинишиға сүкүт қилған америкаға наразилиқ билдүрүп: «булаң – талаңға йол йоқ, әгәр силәр билән дунйада, шималий атлантик окйан әһди тәшкилати – натода иттипақдашлиқни давамлаштуридиған болсақ, террорчиларниң йенида турмайсиләр. силәр п к к ниң, й п г ниң, п й д ниң сепидә турмайттиңларғу? силәр уларниң сепидә вә арқисида туруватисиләр . бу бигунаһларниң қени террорлуқ тәшкилатиға игә чиққан, қоллиған вә уларға һесдашлиқ қилған барлиқ кишиләрниң қолиға чачриди. террорлуқ тәшкилатлириниң тәшвиқат саһәсидики иҗтимаий таратқу мәнсуплири, һәммиңлар  бигунаһ, қоралсиз 13 кишиниң пәскәшләрчә өлтүрүлүшиниң җавабкарисиләр» деди.

җумһур рәис әрдоған гарадики «бүркүт пәнчиси – 2» һәрикити тоғрисида тохтилип: «биринчи қәдәмдә уларниң барлиқ увилири, өңкүрлири вә панаһлиниш орунлириға киримиз дегәнидуқ, 42 террорчи бу әснада уҗуқтурулди. йилсери тәрәққий қиливатқан түркийә армийәсигә тақабил туралайдиған нә бир террорлуқ тәшкилати, нә бир пичка күч йоқ. әскәрлиримизниң алдиға чиқалмиған террорлуқ тәшкилатиниң — әпсуски — пәскәшликтә чәк – чеграси йоқ. булар пәсла әмәс, азгалдур» дегән ибариләрни ишләтти.

әрдоған түркийә армийәсидин пәхирлинидиғанлиқини байан қилип: «армийәмизниң заман вә макан чәклимисигә қаримастин, дөлитимиз еһтийаҗлиқ болған вә хәлқимизниң мәвҗутлуқи үчүн муһим болған һәр хил һәрикәтләрни өз имканийәтлиригә тайинип елип баралайдиған сәвийәгә йәткәнликидин пәхирлинимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

у сөзи әснасида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң пуқралар қәтлиамлири тоғрисида тохтилип: «п к к террорлуқ тәшкилатиниң пуқралар қәтлиамлирини китаблаштуридиған болсақ, ғәрбликләрниң шанлиқ енсиклопедийәлириниң һәҗимидин ешип кетиду» деди.

«террорлуқ тәшкилатиниң бешини пүтүнләй изип ташлаш бизниң бурчимизға айланди» дегән җумһур рәис әрдоған, сөзини давамлаштуруп: «гарадики қирғинчилиқтин кейин һечқандақ дөләт, тәшкилат, қурулма вә шәхс түркийәниң ирақ вә сүрийәдики һәрикәтлириниң тоғра – хаталиқини дәталаш қилалмайду. ирақ мәркизий вә районлуқ һөкүмәт билән террорлуқ тәшкилатини пүтүнләй йоқитип ташлаш мәсилисидә һәмпикирмиз. пулини түлигән һәммила адәм ишлитәләйдиған йалланма қатиллар падисиға айланған п к к ниң әң ахирқи әзаси бир тәрәп қилинип болғучә күрәшни давамлаштуримиз. биз кечиләрниң биридә туйуқсиз террорчиларниң үстигә мингүдәк күч, васитә вә ирадигә игимиз. қандил, синҗар вә сүрийәдики һәр қандақ йәр террорчилар үчүн бихәтәр әмәс.

мән террорлуқ тәшкилати п к к ичидики алданған йашларға чақириқ қилимән, келиңлар, бу йалланма қатиллар топидин балдуррақ қутулуңлар. түркийә җумһурийити дөлити, сәмимий пушайман қилип өзигә мураҗиәт қилған һәр бир пуқраға йахши муамилә қилиду» деди.

әрдоған: «буниңдин кейин, һәммәйләнниң алдида икки хил йол бар. йа түркийә билән бирликтә амансиз, лекинсиз, әммасиз һаләттә террорлуққа қарши күрәш қилиш мәйданини ипадиләйду, йаки бу қоли қанлиқ террорлуқ тәшкилатиниң һәр бир җинайитиниң шерики болуп, һәм өз виҗданиға һәмдә хәлқара мунбәрләрдә һесабини бериду» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر