түркийәдә бүгүн 91йуқумланғучи қаза қилди

түркийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин91киши җенидин айрилди.

1584089
түркийәдә бүгүн 91йуқумланғучи қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бүгүн түркийәдә вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин91киши җенидин айрилди. буниң билән, вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанларниң омумий сани27миң 562гә йәтти.

бүгүн бир күндә саламәтлики тәкшүрүлгән 116миң.452кишиниң660нәпиридә йуқум байқалди.

күндилик йуқумланғучилар омумий сани 7миң945кә йәтти.

давалинип дохтурханидин чиққан7миң106киши билән, саламәтлики йахшиланғанларниң сани2милйон 482миң435кә йәтти.


خەتكۈچ: #вирус , #ваба

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر