«пәнҗә бүркүт – 2 һәрбий һәрикити» мувәппәқийәтлик давамлашмақта

ирақниң шималидики гара районида мувәппәқийәтлик давамлишиватқан «пәнҗә бүркүт – 2 һәрбий һәрикити» давамида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуби 3 террорчи һава һуҗуми нәтиҗисидә бир тәрәп қилинди.

1582780
«пәнҗә бүркүт – 2 һәрбий һәрикити» мувәппәқийәтлик давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири:  түркийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, мувәппәқийәтлик давамлишиватқан  «пәнҗә бүркүт – 2 һәрбий һәрикити» давамида, ирақниң шималидики гара районида ениқлап чиқилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 3 террорчиниң һава һуҗуми нәтиҗисидә бир тәрәп қилинғанлиқи, шуниң билән, гара районида бир тәрәп қилинған террорчилар саниниң 42 гә йәткәнлики билдүрүлди.

йәнә бир тәрәптин, ички ишлар ишлар министирлиқи, байанат елан қилип, қайил қилиш паалийәтлири нәтиҗисидә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к дин қачқан бир террорчиниң дөләт хәвпсизлик күчлиригә тәслим болғанлиқини, бу террорчиниң 2014 – йили п к к ниң сепигә қетилғанлиқи вә сүрийәдә паалийәт елип барғанлиқиниң ениқлап чиқилғанлиқини, шуниң билән, қайил қилиш паалийәтлири нәтиҗисидә, 2021 - йили тәслим болған террорчилар саниниң 23 кә йәткәнкини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر