чавушоғлу кувәйттә ал анда гезитиниң соаллириға җаваб бәрди

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу түркийә ширкәтлириниң кувәйттә мувәппәқийәтлик лайиһәләрни әмәлгә ашурғанлиқини билдүрүп: «түркийә ширкәтлири кувәйтниң 2035-йиллиқ тәрәққийат нишани даирисидә мәсулийәтләрни үстигә елишқа тәййар» деди.

1581538
чавушоғлу кувәйттә ал анда гезитиниң соаллириға җаваб бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу хизмәт зийарити даирисидә йетип барған кувәйттә, «ал анда гезити» ниң зийаритини қобул қилип, соалларға җаваб бәрди.

у: «қериндаш кувәйт билән интайин йахши мунасивәтлиримиз бар. икки тәрәп мунасивәтлиримиз интайин йахши болуп, системилашқан» деди.

у кувәйтниң парс қолтуқи киризисини һәл қилишта актип рол ойниғанлиқини билдүрүп: «түркийә кувәйтниниң районлуқ тоқунушлардики мурәссәчилик ролини, дийалог вә өзара чүшишниш йоли билән тинчлиқни вә бихәтәрликни давамлаштуруш мәсилисидики орнини тәқдирләйду, шундақла интайин қәдирләйду» деди.

у кувәйттин кейин, умман билән қатарни зийарәт қилидиғанлиқини билдүрүп: «дәсләптә кувәйтни зийарәт қилиш, парс қолтуқи мәсилиси нуқтисидин ейтқанда символлуқ әһмийәткә игә. кувәйтниң, қатар билән әрәб төт тәрәп оттурисидики ихтилапларни ахирлаштурушқа қошқан төһписини тәқдирләймиз. кувәйт райондики, йахши сот, тинчлиқ вә һәмкарлиқларниң үлгиси һесаблиниду. кувәйтниң тиришчанлиқлири парс қолтуқи ихтилаплирини толуқ вә кәң даиридә һәл қилиш үчүн иҗабий муһит йаратти. парс қолтуқи киризисини арқида қалдурғинимизға қариғанда, барлиқ парс қолтуқи райони билән һәмкарлиқлиримизни күчәйтишкә вә кувәйтниң ғайиви рәһбәрликиниң мәһсулати болған парс қолтуқи һәмкарлиқ кеңиши билән истратегийәлик шерикликимизни тәрәққий қилдурушқа тәййармиз» деди.

у түркийә ширкәтлириниң кувәйттә нурғун муһим вә символлуқ мәнигә игә лайиһәләрни әмәлгә ашурғанлиқини әскәртип: «кувәйтниң 2035-йиллиқ тәрәққийат нишани даирисидә, мәсулийәтләрни үстигә елишқа тәййар» деди.

у бәзи әрәб дөләтлири билән исираилийә оттурисидики нормаллишиш мусаписи үстидә тохтилип: «бу намдики нормаллишиш келишимлири тоғрисидики әндишәлиримизни оттуриға қойдуқ. чүнки бу келишимләрниң б д т қарарлиридин орун алған, икки дөләтлик һәл қилиш чарисини вә узун вақиттин буйан давамлишиватқан тоқунушларни һәл қилиш үчүн орнитилған хәлқаралиқ қаидә-пиринсипларни аҗизлитиш йошурун күчигә игә икәнликигә ишинимиз» деди.

у йуқирида тилға елинған келишимләрниң имзалинишиниң, 2002-йилидики әрәб тинчлиқ келишиминиң асаси болған «тинчлиқ үчүн земин» вә «нормаллишиштин кейин тинчлиқ» пиринсиплириға зит икәнликини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر