ирақниң шималида «2-пәнҗә картал» һәрикити башланди

бүгүн сәһәрдә әнқәрә вақти 2 дин 55 минут өткәндә, ирақниң шималида гара районидики бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң нишанлириға қарши «2-пәнҗә картал» һәрикити башланди.

1580849
ирақниң шималида «2-пәнҗә картал» һәрикити башланди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи ирақниң шималидики гара районида «2-пәнҗә картал» һәрбий һәрикитиниң башланғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, түркийә армийәси тәрипидин башланған мувәппәқийәтлик һәрбий һәрикәтләр нәтиҗисидә, еғир чиқимға учриған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к|к җ к ниң, шималий ирақтики бәзи районларда мәвҗут болуп, қайтидин панаһлиниш җайлирини пәйда қилишни давамлаштуруватқанлиқи вә кәң көләмлик һуҗумға тәййарлиқ қиливатқанлиқиниң байқалғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта мундақ дейилди:

«п к к|к җ к террорлуқ унсурлири бир тәрәп қилинип, шималий ирақтин хәлқимизгә вә хәвпсизлик қисимлиримизға қаритилған террорлуқ һуҗумлири йоқитилғичә, чегра бихәтәрликимизни капаләткә игә қилиш мәқситидә, хәлқаралиқ қанундин туғулған йоллуқ мудапиәлиниш һәқ-һоқуқимиз бойичә, 2021-йили 10-феврал әнқәрә вақти 2 дин 55 минут өткәндә, ирақниң шималида гара районидики бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң нишанлириға қарши «2-пәнҗә картал» һәрикити башланди. һәрбий һәрикәт давамлишиватиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر