«йунус әмрә вә түркчә йили» қарарнамиси елан қилинди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 2021 – йилиниң «йунус әмрә вә түркчә йили» болушиға мунасивәтлик қарарнамини елан қилди.

1573955
«йунус әмрә вә түркчә йили» қарарнамиси елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, рәсмий гезиттә елан қилинған қарарнамидә, түрк тили вә мәдәнийитиниң асаслиқ ул ташлиридин бири болған йунус әмрә вапатиниң 700 – йиллиқи мунасивити билән, 2021 – йилиниң, бирләшкән дөләтләр тәшкилати маарип , илим-пән вә мәдәнийәт оргини (UNESCO) тәрипидин хатириләш вә тәбрикләш йилллири тизимликигә киргүзүлгәнликини қәйт қилди.

йунус әмрәниң шеирлирида инсан вә тәбиәт сөйгүси, хуш пеиллиқ, қериндашлиқ вә тинчлиқ аталғулирини пасаһәтлик түрк тили билән байан қилғанлиқини вә бу шеирлар арқилиқ дин, тил вә ирқ айримастин пүткүл инсанийәкә хитаб қилғанлиқини әскәрткән әрдоған, йунус әмрәниң аләмшумул инсаний қиммәтләр үстигә бина қилинған пәлсәпәси билән дунйа инсанпәрвәрликигә төһпә қошуш арқилиқ, инсанларни ортақ қиммәт өлчәмлири әтрапида бирләштүрүп, дәврдин һалқиған бир шаирға айланғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «йунус әмрәниң һәм дунйа инсанийитигә ортақ бир қиммәт сүпитидә тәқдим қилиниши, һәмдә дөлитимизгә йәнә бир қетим хатиритилиши мәқситидә, 2021 – йилиниң <бизниң йунус> тәриқисидә хатирлиниши, йунус әмрәниң мираси болған түркчәниң әһмийитиниң тәкитлиниши, мәдәнийәт тили кимлики билән аңлиқ һалда вә тоғра шәкилдә ишлитилишини қолға кәлтүрүш мәқситидә, <дунйа йили түркчә> исми билән мәмликәтниң һәрқайси җайлирида вә чәт әлләрдә сәпәрвәрлик паалийәтлириниң ишқа кириштүрүлүши қарарлаштурулди.»

җумһур рәис әрдоған, бу даиридә өткүзүлидиған паалийәтләрниң мәдәнийәт вә сайаһәт министирлиқиниң рийасәтчиликидә мунасивәтлик дөләт  орунлири вә тәшкилатлири билән бирликтә ишқа ашурулидиғанлиқини, бу паалийәтләрдин җумһур рәислик сарийи тәрипидин бекитилидиғанлириниң, җумһур рәислик сарийиниң рийасәтчиликидә өткүзүлидиғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر