түркийә камеронға тәзийә билдүрди

түркийә, камеронниң ғәрбидики дшаң базирида алдинқи күни йүз бәргән қатнаш вәқәсидә қаза қилғанлар үчүн тәзийә телеграммиси тарқатти.

1573463
түркийә камеронға тәзийә билдүрди

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, 27 – йанвардики қатнаш вәқәсидә 53 адәмниң қаза қилғанлиқидин чоңқур қайғурулғанлиқини билдүрди.

байанатта: «камерон хәлқи вә һөкүмитиниң бу ечинишлиқ вәқәгә мунасивәтлик азабини ортақлишимиз, һайатидин айрилғанларниң аилә – тавабиатлириға тәзийә билдүримиз, йариланғанларға тез шипалиқлар тиләймиз» дегән ибариләргә орун берилди.

камерон таратқулири, 70 дәк йолучи олтурған бир аптобусниң дишаң базириға йеқин йәрдики фалайс районида бир йүк машиниси билән соқулуп кәткәнликини, вәқәдә дәсләпки тәкшүрүшләргә асасланғанда, 53 адәмниң қаза қилғанлиқи, 29 адәмниң йариланғанлиқини вә соқулушниң тәсиридә машиниларға от кәткәнликини хәвәр қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر