дөләт хәвпсизлик кеңиши: һәқ – һоқуқлиримизни җан тикип қоғдаш ирадимиз қәтий

дөләт хәвпсизлик кеңиши йиғинида әнқәрәниң  түркийәниң әгә деңизи, шәрқий ақдеңиз вә қибристики һәқ – һоқуқлирини қоғдаш ирадисиниң қәтийлики тәкитләнди.

1573370
дөләт хәвпсизлик кеңиши: һәқ – һоқуқлиримизни җан тикип қоғдаш ирадимиз қәтий

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рийасәтчиликидә җумһур рәислик сарийида чақирилған дөләт хәвпсизлик кеңиши йиғинидин кейин байаннамә елан қилинди.

байаннамидә, йиғинда, районда асаслиқ муқимсизлиқниң мәнбәсигә айлинип қалған террорлуқ тәшкилатлириниң түркийәниң җәнубий чегра линийәлиридики қошнилириниң земинлиридики мәвҗудийитигә хатимә берилиши даирисидә ташлиниватқан қәдәмләрләр тоғрилиқму музакирә елип берилғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «йиғинда, мәсилигә дахил болуватқан барлиқ хәлқаралиқ актийорлар, зиммисигә  йүкләнгән вәзипилирини ада қилишқа чақириқ қилинди.»

түркийәниң әгә деңизи, шәрқий ақдеңиз вә қибрис мәсилилириниң һәл қилинишида һәр бир мунбәрдә алди билән дипломатийә вә дийалог тәрәпдари болуп келиватқанлиқи әскәртилгән байаннамидә, мундақ дейилди: «шуниң билән бир вақитта, дөлитимизниң хәлқара қанун вә келишимләргә асаслинидиған һәқ – һоқуқлири, түп мәнпәәтлирини җан тикип қоғдаш ирадиси қәтийдур.»

байаннамидә йәнә, сомалини өз ичигә алған африқа қитәси вә охшимиған җуғрапийәләрдики террорлуқ һуҗумлири вә зораванлиқ вәқәлири әйибләнди, түркийәниң тинчлиқ үчүн мәсулийәтлирини ада қилишни давамлаштуридиғанлиқи тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر