чавушоғлу билән зәриф қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди

дөлитимиз ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу билән иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәриф қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

1573606
чавушоғлу билән зәриф қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди

түркийә авази радийоси: мәвлүт чавушоғлу иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәриф билән истанбулдики «долмабаһчә сарийи» да бир йәргә җәм болди, айрим учришишлардин кейин, һәйәтләр ара йиғин өткүзүлди.

чавушоғлу, учришишлардин кейин өткүзүлгән қошма ахбарат елан қилиш йиғинида мундақ деди: «‹ковид – 19› йуқуми сәвәбидин йғинлиримизни қандақ өткүзүш тоғрулуқ музакирә елип бардуқ. <астана форматсийәси> даирисидә 3 тәрәплик башлиқлар йиғини теһранда чақилириду, бу һәқтики тәййарлиқ хизмәтлирини бүгүн ишқа кириштүрдуқ.»

җәнубий кавказ районида (әзәрбәйҗан – әрменийә оттурисида) уруш тохтитиш келишими һасил қилинғанлиқини, һәмминиң бу келишимниң узақ мәзгиллик болушини үмид қилидиғанлиқини әскәрткән чавушоғлу, мундақ деди: «пәқәт үмид қилишла йетәрлик әмәс, һәссә қошушимизға тоғра келиду, җәнубий кавказ райони һәққидә 3+3 форматсийәси тәриқисидә бир һәмкарлиқни пиланлаватимиз.»

түркийәниң болупму иран – америка қошма иштатлири вә йавропадин ибарәт 3 тәрәп  имзалиған йадро келишимини қоллап келиватқанлиқини тәкитлигән чавушоғлу, мундақ дәп көрсәтти: «америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин һөкүмити билән бу келишимгә қайтилишини үмид қилимән. худайим буйруса, бу арқилиқ қериндаш дөләт иранға қаритилған ембарголар бикар қилинар.»

буниңдин 4 күн бурун «мозарт» намлиқ парахотниң нигерийә деңиз саһиллирида гивинейә қолтуқида кетиватқанда деңиз қарақчилири тәрипидин қачурулғанлиқи тоғрулуқ тохталған чавушоғлу, мундақ деди: «түнүгүн хушаллинарлиқ бир хәвәр алдуқ, капитан билән парахот хадими ширкәт билән алақә орнатти, 15 қериндишимизниң һәммисиниң саламәтлик әһвалиниң йахши икәнликидин хәвәр таптуқ, басқуч вә  тәпсилатлар һәққидә мәлумат беришим мумкин әмәс, лекин, худайим буйруса, йеқинда хуш хәвәрләрни алимиз. һуҗумдин қутулуп қалған 4 – капитан билән 2 пуқрайимиз, бүгүн түркийә һава йоллири ширкитиниң айропилани билән түркийәгә келиду. бизниң парахотлиримиз вә башқа парахотларға қаритилған һуҗумларниң алди елиниши мәсилисидә қандақ қәдәмләрни ташлаш тоғрулуқ район дөләтлири биләнму музакириләрни елип баримиз.»

иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәриф мундақ деди: «җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң әң қисқа вақит ичидә иранда зийарәттә болушини күтүватимиз, йеқинда зийарәт вақтини бекитип чиқимиз. иран билән түркийәниң кавказ райони мәсилисидики һәмкарлиқи чоқум район дөләтлиригә пайдилиқ болиду. дәрвәқә, түркийә – иран оттурисидики һәмкарлиқ саһәлири наһайити кәң болуп, америка қошма иштатлириниң техиму мәнтиқилиқ позитсийә тутуши билән бирликтә мунасивәтлиримизни техиму чоңқурлаштуримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر