әрдоған маск билән телефонда көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған тесла вә  SpaceX ниң қурғучиси елон маск билән телефонда көрүшти.

1572639
әрдоған маск билән телефонда көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, аммиви ортақлишиш тор бәтлири BiP  вә Telegram  сәһипилиридә елан қилған байанатида, маск билән ишқа ашурған телефон сөһбитидә, түркийәдики дөләт органлири вә хусусий ширкәтләр оттурисида аләм бошлуқи технологийәсини өз ичигә алған түрлүк саһәләр һәққидә музакирә елип барғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «технологийә саһәсидә дөлитимиздики вә дунйадики өзгиришләрни йеқиндин көзитиш вә миллитимизгә пайдилиқ хизмәтләрни ишләш мәқситидә, бу саһәдә ташлиниватқан һәр бир қәдәмни қоллашни давамлаштуримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر