түркийәдә бүгүн 129йуқумланғучи қаза қилди

түркийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин169киши җенидин айрилди.

1573177
түркийәдә бүгүн 129йуқумланғучи қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бүгүн түркийәдә вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин 129киши җенидин айрилди. буниң билән, вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанларниң омумий сани25миң 605кә йәтти.

бүгүн бир күндә саламәтлики тәкшүрүлгән 173миң.210кишиниң670 нәпиридә йуқум байқалди.

күндилик йуқумланғучилар омумий сани 7миң279ға йәтти.

давалинип дохтурханидин чиққан8миң902киши билән, саламәтлики йахшиланғанларниң сани2милйон 340миң216гә йәтти.


خەتكۈچ: #вирус , #ваба

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر