түрк һава йоллири ширкити: германийәгә баридиған йолучиларниң теббий маска тақиши шәрт қилиниду

түркийә һава йоллири ширкити германийәгә баридиған йолучиларниң 1 – февралдин башлап теббий маска тақайдиғанлиқини уқтурди.

1573025
түрк һава йоллири ширкити: германийәгә баридиған йолучиларниң теббий маска тақиши шәрт қилиниду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә һава йоллири ширкити иҗтимаий таратқудики адресида уқтуруш тарқитип, германийәгә баридиған йолучиларниң 1 – февралдин башлап теббий маска тақайдиғанлиқи тоғрисидики қарарниң, вухән вируси (ковид – 19) ға тақабил туруш хизмәтлири даирисидә алақидар органлар тәрипидин чиқирилғанлиқини әскәртти.

уқтурушта: «1 – февралдин башлап германийәгә баридиған барлиқ йолучилардин FFP2, KN95, N95 йаки бирла қетим ишлитилидиған теббий маска тақиши тәләп қилиниду» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر