дөләт хәвпсизлик оргини йиғини бүгүн чақирилиду

дөләт хәвпсизлик кеңиши йиғини җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рийасәтчиликидә бүгүн чақирилиду.

1572746
дөләт хәвпсизлик оргини йиғини бүгүн чақирилиду

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт хәвпсизлик кеңишиниң бу йилқи тунҗи қетимлиқ йиғинида, шәрқий ақдеңиздики өзгиришләр, түркийә армийәсиниң әзәрбәйҗан, ливийә вә сүрийәдики паалийәтлири, шундақла террорлуққа қарши туруш күрәшлири қатарлиқ истратегийәлик әһмийәткә игә мәсилиләрниң музакирә қилиниши күтүлмәктә.

түркийә билән гиретсийә оттурисидики әгә деңизи вә шәрқий ақдеңизға мунасивәтлик мәсилиләрни һәл қилиш мәқситидә әслигә кәлтүрүлгән издиниш сөһбәтлириниңму бүгүнки йиғининиң асаслиқ күнтәртиплири қатардин орун елиши пиланланмақта.

бу арқа көрүнүштә түркийә билән шималий қибрис түрк җумһурийитиниң шәрқий ақдеңиздики мәнпәәтлирини қоғдаш йолида ташлинидиған қәдәмләрниңму йиғинда музакирә қилиниши мөлчәрләнмәктә.

йиғинда, сүрийә мәсилиси билән түркийә армийәсиниң әзәрбәйҗан вә ливийәдики паалийәтлири һәмдә түркийәниң җәнубида елип бериливатқан террорчи унсурларға зәрбә бериш һәрикәтлириму муһакимә қилиниду.

буниңдин башқа п к к / к җ к – п й д / й п г, фәтө вә даеш қатарлиқ барлиқ террорлуқ тәшкилатлириға қарши елип берилған зәрбә бериш һәрикәтлири билән районлуқ вә дөләт хәвпсизлик мәсилилиригә мунасивәтлик темилар тоғрисидиму музакирә елип берилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر