чавушоғлу издиниш сөһбәтлириниң әһмийитини тәкитлиди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, түркийә билән гиретсийә оттурисидики издиниш сөһбәтлирини «кеңәш йиғинлири» дәп атап: «наһайити иҗабий кәйпийат ичидә өтти» деди.

1572677
чавушоғлу издиниш сөһбәтлириниң әһмийитини тәкитлиди

түркийә авази радийоси хәвири: мәвлүт чавушоғлу билән иреландийә ташқи ишлар, қошумчә мудапиә министири симон ковеней министирлиқта көрүшкәндин кейин бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғини ачти.

чавушоғлу түркийә билән гиретсийә оттурисидики издиниш сөһбәтлиригә даир бир соалға: «бәш йилдин буйан ишқа ашурулалмиған <кеңәш йиғинлири>, бурунқи нами билән <издиниш сөһбәтлири> дүшәнбә күни истанбулда өткүзүлди. достлиримизниң бизгә байан қилишичә, йиғин наһайити иҗабий кәйпийат ичидә өтти» дәп җаваб бәрди.

чавушоғлу, йиғинниң 61- нөвәтликиниң өткүзүлгәнликини әслитип: «илгири немиләр музакирә қилинған болса, у мәсилиләр бу йиғиндиму музакирә қилинди. әлвәттә, бир йаки барлиқ мәсилиләрниң йиғинда һәл қилинишини күткили болмайду. әслигә келиши муһим иди. әлвәттә, саһибханлиқ қилиш нөвити әмди гиретсийәдә» деди.

икки дөләт бирдәклик һасил қилалмиған мәсилиләрниң бурундин тартип мәвҗут болуп кәлгәнликигә ишарәт қилған чавушоғлу: «бу мәсилиләрни қандақ һәл қилиш тоғрисида мәслиһәтлишиш икки қошна оттурисида һеч болмиғандиму соғуқчилиқниң һазирчә пәскойға чүшүшигә, бәлким кәлгүсидә бу мәсилиләргә үзүл – кесил чарә тепишқа пайдиси болиду» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر