чавушоғлу иреландийә ташқи ишлар министири билән көрүшти

ташқи ишлар министири чавушоғлу иреландийә ташқи ишлар министири вә дөләт мудапиә министири симон ковеней(Simon Coveney) билән көп тәрәплик вә районлуқ мәсилиләр, түркийә-йавропа иттипақи мунасивәтлирини сәмимий шәкилдә музакирә қилғанлиқини ейтти.

1572668
чавушоғлу иреландийә ташқи ишлар министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу билән рәсмий зийарәт үчүн пайтәхт әнқәрәгә йетип кәлгән иреландийә ташқи ишлар министири вә дөләт мудапиә министири симон ковеней көрүшүшни ахирлаштуруп, ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

мәвлүт чавушоғлу иреландийәлик мәнсәпдешини күтүвалғанлиқтин мәмнунлуқ һес қилғанлиқини билдүрүп, көп тәрәплик мунасивәтләрни, болупму сода вә иқтисадий саһәләрдә қандақ тәрәққий қилдуралайдиғанлиқлирини музакирә қилғанлиқлирини әскәртти.

у: «өткән йили (2020) тәхминән 1.5 милйар доллар әтрапида омумий сода һәҗими әмәлгә ашти. буни 3 милйард долларға наһайити асан чиқиралаймиз» деди.

у сайаһәтчиликниң, икки дөләтниң һәм иқтисадий һәмдә инсаний мунасивәтләр нуқтисидин интайин муһим саһә икәнликини билдүрүп: «2019-йили 95 миңға йеқин иреландийәлик сайаһәтчи дөлитимизни зийарәт қилди. әлбәттә, вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин сайаһәтләргә чәклимиләр қойулди, әмма бихәтәр сайаһәт уқуми билән өткән йили 15 милйон сайаһәтчи дөлитимизни зийарәт қилди» деди.

у иреландийәлик мәнсәпдеши билән вухән вирусиға қарши туруш темилириниму музакирә қилғанлиқлирини билдүрүп: «алдимиздики күнләрдә кишиләрниң әркин һәрикәт қилалиши үчүн сийасәтчиләр вә һөкүмәт болуш сүпитимиз билән, үстимизгә чүшкән вәзипимизни ада қилимиз. дөлитимиздә техиму көп иреландийәлик сайаһәтчини күтүвелишни үмид қилимиз» деди.

у ахирида, иреландийәниң түркийәниң йавропа иттипақиға әза болуш мусаписини баштин тартип қоллап кәлгәнлики үчүн тәшәккүр ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر