түркийә «һолокост» қурбанлирини хатириләш күни мунасивити билән байанат елан қилди

түркийә, натсистлар һакимийити вә һәмкарлашқучилири тәрипидин системилиқ һалда қәстләп өлтүрүлгән 6 милйон йәһудий билән сиганлар вә мейипларни қошқанда, җәмий 11 милйон «һолокост» (чоң қирғинчилиқ) қурбанлирини һөрмәт билән әсләйдиғанлиқини билдүрди.

1572094
түркийә «һолокост» қурбанлирини хатириләш күни мунасивити билән байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи «хәлқара <һолокост> ( чоң қирғинчилиқ)ни хатириләш күни» мунасивити билән елан қилған йазма байанатида, түркийәниң 2005-йили  1 - синтәбирдә б д т ға суниши билән б д т тәрипидин һәр йили 27 - йанварниң «хәлқара <һолокост> ( чоң қирғинчилиқ)ни хатириләш күни» дәп бекитилгәнликини әскәртти.

тарихта мисли көрүлмигән «һолокост» (чоң қирғинчилиқ) қа охшаш азаблиқ вәқәләр туруғлуқ, һазирму  йәһудий нәприти, исламға өчмәнлик қилиш, чәтәлликләргә дүшмәнлик қилиш вә ирқчилиқ қатарлиқ кәмситиш идиологийәлириниң асас йаритиватқанлиқини тәкитлиди.

нәпрәтни асас қилған байанатлар вә җинайәтләр миқдарида дунйа бойичә ешиш көрүливатқанлиқиниң толиму әндишә йаратқанлиқи тәкитләнгән байанатта йәнә, түркийәниң хәлқараниң тинчлиқи вә бихәтәрликигә тәһдит шәкилләндуридиған нәпрәт асасидики һәр хил хириисларға шундақла  һәр түрлүк айримчилиқларға қарши күришини қәтий ирадә билән давамлаштуридиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта бу мәқсәт билән хәлқара һәмкарлиқ орнитилишниң муһимлиқи тәкитлинип, «хәлқара <һолокост> ( чоң қирғинчилиқ)ни хатириләш күни» мунасивити билән натсистлар һакимийити вә униң һәмкарлашқучилири тәрипидин рәһимсизләрчә өлтүрүлгән йәһудийлар билән сиганлар вә мейипларни қошқанда, җәмий 11 милйон <һолокост> (чоң қирғинчилиқ) қурбанлирини һөрмәт билән әсләймиз.  бу вәһшийликтин қутулиши үчүн зийанкәшликкә учриғучиларға йардәм қолини созған түрк дипломатийә хадимлиримизни йәнә бир қетим һөрмәт билән хатирләймиз» дейилди.

байанатта йәнә, өтмүштә натсистлар һакимийитиниң зулумлири сәвәбидин дөләтлирини ташлап чиқип кетишкә мәҗбур болған миңлиған йәһудийларға саһибханлиқ қилип,  <һолокост> ( чоң қирғинчилиқ)идин қутулишини ишқа ашурған түркийәниң, бүгүнму  зулум вә вәһшиликләрдин қечип келиватқанларға дәрвазисини очуқ тутуватқанлиқи вә милйонлиған инсанниң қоғдинишини ишқа ашуриватқанлиқи тәкитләнди.  

байанатта өтмүштики паҗиәләрниң қайта йүз беришиниң алдини елиш үчүн хәлқара җәмийәтни инсанпәрвәрлик пиринсиплирини алдинқи орунға қойушқа чақириқ қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر