түркийә б д т тинчлиқ қурулуши фондиға төһпә қошушни давамлаштуриду

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) тинчлиқ қурулуши фондиға 2016- йилидин 2020- йилиғичә болған арилиқта бир милйон доллар төһпә қошқан түркийә, 2021- йилидин 2024- йилиғичә болған арилиқта йәнә шунчилик мәбләғ беридиғанлиқини уқтурди.

1571793
түркийә б д т тинчлиқ қурулуши фондиға төһпә қошушни давамлаштуриду

түркийә авази радийоси хәвири: б д т баш катипи антонийо гутеррес дунйа миқйасидики 40 тин артуқ дөләтниң тинчлиқ орнитиш тиришчанлиқиға йардәмчи болуш үчүн «тинчлиқ қурулуши фонди вәдә бериш йиғини» орунлаштурди.

мәзкур йиғинға син көрүнүшлүк иштирак қилған дөлитимиз (түркийә җумһурийити) муавин ташқи ишлар министири, қошумчә йавропа иттипақи мәсилилири башлиқи баш әлчи фаруқ қаймақчи, тинчлиқ орнитиш тиришчанлиқлириниң мувәппәқийәт қазиниши үчүн тинчлиқ қурулуши фондидин үнүмлүк пайдилинишниң муһим икәнликини оттуриға қойди.

у, түркийәниң б д т ниң баш катипи гутерресниң 2021- 2024- йиллиқ тинчлиқ қурулуши фонди истратегийәси башта болуп, тоқунушларниң алдини елиш, тинчлиқни қоғдаш, инсанпәрвәрлик йардими, җинсий баравәрликни қоғдаш вә көп тәрәплимиликни қоллайдиғанлиқини билдүрди.

түркийәниң б д т ниң тинчлиқ вә бихәтәрлик хизмәтлиригә изчил төһпә қошуп келиватқанлиқини вә тинчлиқ сақлаш қисимлирини қоллашни давамлаштуридиғанлиқини тилға алған қаймақчи, түркийәниң б д т сийасий ишлар вә тинчлиқ сақлаш бөлүминиң йеңилиқ йаритиш тармиқиға мәбләғ аҗратқан тунҗи әза дөләт икәнликини әскәртти.

фаруқ қаймақчи, түркийәниң йәнә б д т ниң һәр хил саһәләрдики 30 хил ишханисиға саһибханлиқ қиливатқанлиқини билдүрүп: «биз б д т тинчлиқ қурулуши фондиға 2016- йилидин 2020- йилиғичә болған арилиқта бир милйон доллар төһпә қоштуқ вә 2021- йилидин 2024- йилиғичә болған арилиқтиму йәнә шунчилик төһпә қошимиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر