һуҗумға учриған парахотқа йардәм бериш әтрити габонға йетип барди

гивинейә қолтуқида һуҗумға учриған «мозарт» парахотиниң ширкәт мәсуллири вә матрослардин тәркиб тапқан 22 кишилик йардәм бериш әтрити габонға йетип барди.

1571910
һуҗумға учриған парахотқа йардәм бериш әтрити габонға йетип барди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң либревилдики баш әлчиханиси тивиттер арқилиқ байанат берип, габонға йетип барған 22 кишилик йардәм бериш әтритиниң баш әлчи нилүфәр әрдәм қайғисиз тәрипидин күтүвелинғанлиқини уқтурди.

байанатта, бу әтрәтниң бүгүн парахот ләңгәр ташлиған гентил портиға берип, парахотқа чиқидиғанлиқи билдүрүлди.

либерийә байриқи есилған «мозарт» намлиқ парахот 23- йанвар нигерийәниң лагос шәһири деңиз қирғиқидин 180 мил йирақлиқта деңиз қарақчилириниң һуҗумиға учриғаниди.

лагостин җәнуби африқаниң кейптовн шәһиригә қарап йолға чиққан парахоттики 19 парахот хадиминиң әзәрбәйҗанлиқ бир мәнсупи өлтүрүлгән, 15 адәм тутқун қилинип елип кетилгәниди.

һуҗумға учриған парахот үч нәпәр матрос тәрипидин габонниң гентил портиға елип келингәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر