чавушоғлу витенбург йиғинида муһим сөз қилди

министир чавушоғлу витенбург йиғининиң икки дөләт оттурисидики йуқири қатламлиқ сөһбәтни давамлаштуруш арзусиниң ипадиси икәнликини әскәртти.

1572124
чавушоғлу витенбург йиғинида муһим сөз қилди

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, бултурниң түркийә- йавропа иттипақи мунасивәтлири синақларға дуч кәлгән мүшкүл бир йил болғанлиқини, бу йил болса, түркийә билән йавропа иттипақи оттурисида сөһбәтләрни әслигә кәлтүрүшниң йеңи көзникиниң ечилғанлиқини оттуриға қойди.

8 – нөвәтлик түркийә - голландийә (витенбург) йиғини чавушоғлу билән голландийә ташқи ишлар министири стефан билокниң рийасәтчиликидә торда өткүзүлди.

министир чавушоғлу бу син йиғининиң икки дөләт оттурисидики йуқири қатламлиқ сөһбәтни давамлаштуруш арзусиниң ипадиси икәнликини әскәртти.

мәвлүт чавушоғлу, түркийә билән голландийәниң йавропаниң икки пәрқлиқ булуңидики икки дөләт болуш сүпити билән, қитәдики сақлиниватқан мәсилиләрни һәл қилишқа төһпә қошидиған нурғун нәрсиләргә игә икәнликини ейтти.

бултурниң түркийә- йавропа иттипақи мунасивәтлири синақларға дуч кәлгән мүшкүл бир йил болғанлиқини әслитип өткән чавушоғлу: «өткән йили оттура шәрқ, қибрис, ливийә, сүрийә, шундақла кавказ районида муһим өзгиришләр болған алдираш бир йил болди. йавропа иттипақи декабирдики башлиқлар йиғинида түркийәгә қолини узатти, бизму иҗабий инкас қайтурдуқ. һазир түркийә билән йавропа иттипақи оттурисидики сөһбәтләрни әслигә кәлтүрүш үчүн йеңи пурсәт пәнҗиримиз бар» деди.

чавушоғлу белгийә, германийә, италийә, испанийә вә португалийәлик мәнсәпдашлири билән өткүзгән учришишлириниңму йавропа иттипақиниң көп қисим әзалириниң мушу хил қарашта икәнликини тәкитләш маһийитидә икәнликини ейтти.

мәвлүт чавушоғлу 2020- йили 1- айниң 20- күнидин 22- күнигичә елип барған белгийәниң пайтәхти бирйусселдики зийарити җәрйанида йавропа иттипақи кеңиши рәиси чарлез мишел билән көрүшүп, муәййән вақит җәдвили ичидә «конкрет қәдәмләрниң йол хәритиси»ни сизип чиқиш тоғрисида келишим һасил қилғанлиқини әскәртти.

түркийә билән йавропа иттипақиниң сәмимий шерикчиликиниң сода, енергийә, бихәтәрлик, мудапиә, сүрийә, ливийә, балқан вә кавказ районини өз ичигә алған нурғун муһим мәсилидә һәқиқий өзгиришләрни пәйда қилишиниң мумкинликини оттуриға қойған чавушоғлу, тәрәпләрниң 2016- йилдики көчмәнләр киризиси мәзгилидә шерикчиликлириниң иқтидарини намайан қилғанлиқини қәйт қилди.

министир чавушоғлу: «түркийә кандидат дөләт болуш сүпити билән, әң күчлүк ирадә билән һәқиқий һәмкарлиққа тәййар» деди.

барлиқ мунасивәтләрдикигә охшаш һәр икки тәрәпниң бәзи истәклириниң барлиқини билдүргән чавушоғлу, түркийәниң истәклири арисида 18- март ортақ тонушиниң һәр җәһәттин йеңилиниши вә бу  арқа көрүнүштә йавропа иттипақиға қошулуши, таможна иттипақини йеңилаш, визини әркинләштүрүш, көчмәнләр саһәсидики һәмкарлиқ, йуқири сәвийәдики дийалог вә терроризмға қарши күрәш һәмкарлиқиниң музакирә қилиниши қатарлиқ мәсилиләрниң барлиқини көрсәтти.

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, түркийәниң бу даиридә гиретсийә билән издиниш сөһбәтлирини башлиғанлиқини, фирансийә билән болған мунасивәтләрни нормаллаштуруш тиришчанлиқини давамлаштуруватқанлиқини вә ички қисимда диққитини ислаһат мусаписигә мәркәзләштүргәнликини тилға елип өтти.

түркийәниң йәнә буниңдин бурун сунған қибрисқа мунасивәтлик «5 + бирләшкән дөләтләр тәшкилати» йиғини вә шәрқий ақдеңиз йиғини өткүзүш тәклипиниң һазирму күчкә игә икәнликини әскәрткән чавушоғлу, буни голландийәниңму қоллайдиғанлиқиға ишнидиғанлиқлирини сөзлиригә илавә қилди.

у голландийәдики түркләрниң икки дөләтниң көп тәрәплимилик мунасивитиниң әң муһим амиллириниң бири икәнликини ипадиләп мундақ деди: «биз түрк хәлқиниң голландийә җәмийитигә актип вә иқтидарлиқ кишиләр сүпитидә маслишишини қоллаймиз.».

германийәдики йуқум ваксинисини йасап чиққан түрк-герман тәтқиқатчилар уғур шаһин вә рәпиқиси өзләм түрәҗидин пәхирлинидиғанлиқини тәкитлигән чавушоғлу , уларниң түркләрниң йавропа билән бир гәвдилишишиниң мувәппәқийәтлик үлгиси қатаридин орун алғанлиқини оттуриға қойди.

чавушоғлу «8-нөвәтлик витенбург йиғини» ниң икки дөләтниң һәмкарлиқини йахшилайдиғанлиқини тәкитләп, йеңилиқ йаритиш хизмәт гурупписини көрүп интайин хушал болғанлиқини вә башқа хизмәт гуруппилириға утуқ тиләйдиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر