түркийә малиға тәзийә билдүрди
түркийә малида йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди вә һуҗумда қаза қилғанлар үчүн тәзийә билдүрди.
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, малиниң булкесси вә мондоро һәрбий базилириға қилинған 24 – йанвардики террорлуқ һуҗумлирида малилиқ алтә әскәрниң қаза қилиши вә нурғун хәвпсизлик хадиминиң йариланғанлиқидин қайғуруш ичидә хәвәр тепилғанлиқини билдүрди.
байанатта: «бу қәбиһ һуҗумни әйибләймиз. дост вә қериндаш мали хәлқи вә һөкүмитигә тәзийә билдүримиз, һайатидин айрилғанларға аллаһтин рәһмәт тиләймиз, аилә – тавабиатлири вә йеқин – йоруқлириға сәмимий тәсәллий беримиз» дегән ибариләргә орун берилди.
болкесси вә мондоро һәрбий базилири пат – патла террорлуқ тәшкилатлириниң һуҗум обйекти болуп кәлмәктә.
2020 – йили мартта мондороға қилинған террорлуқ һуҗумида бәш әскәр җенидин айрилғаниди.
2018 – йили мәзкур икки базиға бирла вақитта қилинған террорлуқ һуҗумлиридиму 40 әскәр қаза қилғаниди.