дөләт мудапиә министирлиқи хадимлири ираққа қарап йүрүп кәтти

ирақ армийәсигә йардәм бериш вә шималий атлантик әһди тәшкилатиниң ирақта турушлуқ қисмида вәзипә өтәш үчүн түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң 25 хадими ираққа қарап йүрүп кәтти.

1571413
дөләт мудапиә министирлиқи хадимлири ираққа қарап йүрүп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқиниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «һәрбий мәслиһәтчилиримиз шималий атлантик әһди тәшкилатиниң ирақта турушлуқ қисмида вәзипә өтәш даирисидә, дост вә қериндаш дөләт ирақ армийәсигә йардәм бериш үчүн пайтәхт бағдадқа қарап йүрүп кәтти. бири генерал майор болуп, җәмий 25 хадимимиз шималий атлантик әһди тәшкилатиниң ирақта турушлуқ қисмида вәзипә өтәйду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر