әрдоған һөкүмитиниң түргийәгә зор утуқларни қазандурғанлиқини ейтти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, адаләт вә тәрәққийат партийәси һөкүмәтлири мәзгилидә түркийәниң һәр саһәдә бөсүш һасил қилғанлиқини ейтти.

1570555
әрдоған һөкүмитиниң түргийәгә зор утуқларни қазандурғанлиқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис, қошумчә адаләт вә тәрәққийат партийәси әрдоған, партийәсиниң истанбул вилайәтлик мәркизи бинасида туруп, адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң 7 – нөвәтлик дәнизли, мәрсин, ушақ вилайәтлик қурултайлириға син көрүнүшлүк иштирак қилди.

әрдоған мәзкур қурултайларда қилған сөзидә, адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң түркийәни җумһурийәт тарихида қолға кәлтүрүлгән утуқларниң йиғиндисидин нәччә һәссә артуқ утуққа пәқәт 18 йилда игә қилғанлиқидин пәхирлинидиғанлиқини тилға елип өтти.

әрдоған (адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң) түркийәгә дәвр һалқитқузғанлиқини билдүрүп: «террорлуқ тәшкилатиға қарши туруш күришимиздин чегра бихәтәрликимизни қоғдашқичә, шундақла барлиқ зулумға учриғанларға йардәм қолимизни сонуш арқилиқ дөлитимизниң инавитини йуқири көтүрдуқ. биз һәр бир пуқраниң турмуш сүпитини өстүрдуқ. мувәппәқийәт қазинишимизниң пәрдә арқисида бу иптихар картиниси бар» дегәнләрни қәйт қилди.

һазирға қәдәр қилинған барлиқ хизмәтләрниң хәлқ билән бирликтә қилинғанлиқини тәкитлигән әрдоған сөзини давамлаштуруп: «қолға кәлтүргән утуқларни хәлқимиз билән бирликтә қолға кәлтүрдуқ. түркийәни 2023 – йиллиқ (түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 100- йили) нишанимизниму йәнә хәлқимиз билән бирликтә ишқа ашуримиз. мәркизи инсан болған сийасәтниң иҗра қилинидиған орни 83 милйон хәлқимизниң көңлидур. алди билән көңүлләрни алимиз, андин бизгә беләт ташлишини тәләп қилимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر