әрдоған деңиз қарақчилириниң һуҗумиға учриған парахотниң каптани билән йәнә бир қетим телефонлашти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған нигерийә тәвәликидә деңиз қарақчилириниң һуҗумиға учриған парахотниң капитанлиридин фурқан йарән билән йәнә бир қетим телефонлашти.

1570208
әрдоған деңиз қарақчилириниң һуҗумиға учриған парахотниң каптани билән йәнә бир қетим телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, вәқәгә алақидар барлиқ өзгиришләрни йеқиндин көзитип келиватқан җумһур рәис әрдоған, габонға ләңгәрләнгән парахотниң һуҗумдин қортулған үч хадиминиң саламәтлик әһвали тоғрисида учур игилигән вә уларға йәнә бир қетим тәсәллий бәргән.

җумһур рәис әрдоған тутқун қилинған хадимларни қутқузуш хизмитиниң җиддий давам қиливатқанлиқини билдүргән.

йәнә бир тәрәптин, түркийәниң либревилда турушлуқ баш әлчиси нилуфәр әрдәм қайғисиз деңиз қарақчилири тәрипидин болап кетилгән «мозарт» намлиқ түрк йүк парахотиниң һуҗумдин қортулған үч хадими билән көрүшти.

либерийә байриқи есилған «мозарт» намлиқ парахот түнүгүн нигерийәниң лагос деңиз қирғиқидин тәхминән 180 мил йирақлиқта деңиз қарақчилириниң һуҗумиға учриғаниди.

нигерийәниң лагос шәһиридин җәнубий африқаниң кейптавн шәһиригә қарап йолға чиққан парахотқа қилинған түнүгүнки һуҗумда парахотниң 19 хадиминиң бир әзәрбәйҗанлиқ хизмәтчиси қаза қилған, 15 и гөрүгә елип қечилғаниди.

һайат қалған үч киши парахотни түнүгүн габонниң гентил портида ләңгәрлигәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر