чавушоғлу парахот хадимлири тоғрисида хәвәр йоқлуқини билдүрди

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу гинә боғузида елип қечилған парахоттики хадимларға мунасивәтлик хәвәр йоқлуқини билдүрди.

1570650
чавушоғлу парахот хадимлири тоғрисида хәвәр йоқлуқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу деңиз қарақчилириниң елип қечилған парахот хадимлири тоғрисида һечким билән алақә қилмиғанлиқини билдүрди.

у түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) дә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

у: «пуқралиримизға қаритилған һуҗум йүз бәрди. 15 пуқрамиз деңиз қарақчилири тәрипидин елип қечилди. парахот бихәтәр, бихәтәрликкә мунасивәтлик қийинчилиқимиз йоқ. бир пуқрамиз йариланди, әмма әһвали наһайити йахши» деди.

у түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң һуҗум йүз бәргәндин тартип вәзийәтни көзитип туруватқанлиқини билдүрүп: «һазирғичә деңиз қарақчилиридин хәвәр кәлмиди. райондики дөләтләрниң һәммиси билән алақә орнаттуқ» деди.

либерийә байриқи есилған «мозарт» исимлик парахот, 23-йанвар (2021) нигерийәниң лагос шәһиригә тәхминән 180 мил келидиған деңиз тәвәликидә деңиз қарақчилириниң һуҗумиға учриған иди.

нигерийәниң лагос шәһиридин җәнубий африқаниң кейип тавн (Cape Town) шәһиригә қарап илгириләватқан парахоттики 19 хадимдин әзәрбәйҗанлиқ бир хадим өлтүрүлди, 15 хадим елип қечилди.

вәқәдә қутулуп қалған үч хадим түнүгүн (2021-йили 24-йанвар) парахотни габонниң гәнтил портиға тохтатқан иди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر