әрдоған ташқи сийасәтни баһалаш йиғиниға рийасәтчилик қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған истанбул ваһдәттин сарийида өткүзүлгән ташқи сийасәтни баһалаш йиғиниға рийасәтчилик қилди.

1569759
әрдоған ташқи сийасәтни баһалаш йиғиниға рийасәтчилик қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик учур - алақә идариси тәрипидин елан қилинған байанатта, йиғинда шәрқий ақдеңиз, ливийә, тағлиқ қарабағ вә сүрийә қатарлиқ район характерлик мәсилиләр һәмдә йавропа иттипақи билән болған мунасивәтләрни күчәйтиш үчүн ташлинидиған қәдәмләрниң музакирә қилинғанлиқи билдүрүлди.

йиғинда һәрқайси дөләтләр билән болған өзара мунасивәтләрдин йәр шари характерлик мәсилиләргә қәдәр, нурғун темилардин сирт, йеңи ташқи сийасәт вәзийитигә қарап чиқилғанлиқи, түркийәниң барлиқ саһәләрдикигә охшаш ташқи сийасәттиму тәсирини ашуридиған, һәқ - һоқуқ вә мәнпәәтлирини қоғдайдиған шундақла нопузини техиму йуқири көтүридиған қәдәмләрни ташлашни дипломатийә вә диалог йоли арқилиқ қәтий давамлаштуруши керәклики тәкитләнгән.

йиғинға ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу, дөләт мудапиә министири хулуси ақар, җумһур рәислик учур - алақә идариси башлиқи фахрәттин алтун вә җумһур рәислик байанатчиси ибраһим калинму қатнашқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر