түркийә б д т ниң ливийә алаһидә вәкилидин хурсән икәнликини билдүрди

түркийә бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипиниң ливийә алаһидә вәкилликигә  силовакийәлик йан кубиснң тәйинлинишидин хурсән икәнликини билдүрди.

1566569
түркийә б д т ниң ливийә алаһидә вәкилидин хурсән икәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, силовакийәдә илгири ташқи ишлар министирлиқи вәзиписи өтигән йан кубисниң, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ливанда турушлуқ баш маслаштурғучиси сүпитидә вәзипә өтигәнлики, көплигән районлуқ вә хәлқаралиқ тәшкилатларда муһим һәм мушәққәтлик вәзипиләрни өз үстигә алғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «кубисниң тәҗрибә – савақлириниң түрткисидә, ливийәдә узақ мәзгиллик тинчлиқ вә муқимлиқ орнитилиши йолида миллий мурәссәлишиш тиришчанлиқлириға наһайити зор төһпиләрни қошидиғанлиқиға ишинимиз. түркийә кубисниң ливийәдә киризисни сийасий йоллар арқилиқ һәл қилиш йолида көрситидиған тиришчанлиқлирини қоллайду. кубисқа йеңи вәзиписидә мувәппәқийәт тиләймиз, бу вәзипини йеқиндин буйан өз үстигә еливатқан стефане турко виллийамисқиму, қошқан төһпилири мунасивити билән миннәтдарлиқ билдүримиз.»

бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутереш, ғссан сәламәниң истепасидин кейин, йеқиндин буйан бош туруватқан вәзипигә 18 – йанвар күни кубисни тәйинлигәнликини уқтурғаниди.

ливанлиқ сабиқ вәкил сәламә, 2017 – йили ийун ейида тәйинләнгән вәзиписидин, 2020 – йили март ейида «саламәтликиниң йар бәрмәслики сәвәбидин» истепа беришидин кейин, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ливийә дипломатийәсини  ишқа ашуридиған шәхс, тәхминән 10 айдин буйан бекитиләлмигәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر